линакис системисида әң көп ишлитилидиған 5 буйруқ

линакис системисиниң көрүнмә йүзи барғансери ишлитишкә қулайлиқ болуп, кәң ишлитиливатқан болсиму, әмили хизмәттә йәнила буйруқ арқилиқ мәшғулат илип бериш асаслиқ орунда болиду. сиз қиливатқан хизмәтниң әмили еһтияҗиға асасән сизниң әң көп ишлитидиған буйруқлириңиз бу темида тонуштурулған 5 буйруқтин башқилири бөлиши мумкин, төвәндә http://www.techrepublic.com да тонуштурулған 5 буйруқни тонуштуруп өтимән.

1. man буйруқи.
бу буйруқ линакис системисидики барлиқ буйруқларниң ишлитилиш усули, буйруқ билән ишлитилидиған һәр хил талланма Қатарлиқ шу буйруққа мунасивәтлик барлиқ учурларни ‍ишләткүчигә көрситип бериду. өзүмниң тәҗрибисигә асасланғандиму бу интайин муһим болған буйруқниң бири болуп, сиз мәшғулат қилған вақитта һәр заман Интернетниң болуп кетиши натайин, бәзидә бихәтәрлик тәлипи юқири болған мулазиметир өйигә кирип мәшғулат қилғанда, мунасивәтлик буйруқниң ишлитиш усулини тордин тепишқа имканийәт болмай қалиду, бу вақитта җанға әсқатидиған ярдәмчи буйруқниң бири man буйруқи һесаблиниду.

мәсилән төвәндикиси ping буйруқниң ишлитиш усулини көрситип бериду.
man ping

2. ls буйруқи
виндовста көп ишлитилидиған dir буйруқи билән охшап кетидиған буйруқ болуп, бизгә һөҗҗәт қисқуч ичидики һәр қайси һөҗҗәтләрниң тизимини көрситип бериду.

3.mv буйруқи
mv буйруқи болса һөҗҗәт қисқуч вә һөҗҗәтләрни йөткәшкә ишлитидиған буйруқ болуп, өз нөвитидә һөҗҗәт қисқуч вә һөҗҗәтләрниң исмини өзгәртиш үчүнму ишлитилиду.

4.rm буйруқи
бу ишлитишчанлиқи интайин юқири болған буйруқ болуп, һөҗҗәт қисқуч вә һөҗҗәтләрни өчүрүшкә ‍ишлитилиду. әгәр буниң rf- талланмисини қошсақ һәрқандақ нәрсини сиздин йәнә бир қетим җәзмләштүрмәйла ‍өчүрүп ташлайду, бу арқилиқ өчүрүлгән нәрсиләрни әслигә кәлтүргили болмайду. шуңлашқа көпинчә орунларда юқириқи талланмисини қошуп ишлитиш чәкләнгән болиду яки ишлитишкә тоғра кәлсиму чоқум еһтият билән ‍иш көрүшкә тоғра келиду. әгәр -i талланмисини қошуп ишләтсиңиз һәр қандақ нәрсини өчүрүштин бурун сизниң җәзмлишиңизни күтүп туриду, бир қәдәр бихәтәр. әммә өчүрмәкчи болған һөҗҗәт сани көп болғанда бәкла ‍аваричилик болиду. өзиңизниң еһтияҗға асасән һәм бихәтәр һәм вақит теҗәйдиған талланмилирини ишләтсиңиз болиду.

5.grep буйруқи
һөҗҗәттин издимәкчи болған сөзиңизниң бар йоқлуқини билмәкчи болсиңиз бу буйруқ интайин қулай болуп, сизни һөҗҗәттин қурму қур издәштин халий қилип көп вақтимизни теҗәп бериду. мәлум бир мундәриҗидики нәччә миңлиған һөҗҗәтләр ичидин издимәкчи болған сөзни өз ичигә алған һөҗҗәтни тапмақчи болсиңизму бу буйруқ билән тамамлиғили болиду. бу мән әң көп ишлитидиған буйруқниң бири.


"линакис системисида әң көп ишлитилидиған 5 буйруқ " ға инкас йоқ


    қалдурдиған сөз барму?

    бирқисм html бәлгилирини ишлитишкә болиду