мәвһүм муһит тоғрисида(1)

мәвһүмләштүрүш(Virtualization) дигинимиз, қаттиқ детал мәнбәлири (мәркизи бир тәрәп қилғуч, ички сақлиғуч Қатарлиқ) ларни ишләткүчидин йошуруп, униң орниға логиклиқ мәнбә тәминләйдиған тихника,пиринсини көздә тутиду. мәвһүмләштүрүлгән мәнбәләр мәвһүм мәркизи биртәрәп қилғуч(Virtual CPU) , мәвһүм ичики сақлиғуч(Virtual Memory),
мәвһүм тор (Virtual Network) дәп атилдиған болуп , бир компйотирниң өзини мәвһүмләштурүлгән болса , бу мәвһүм машина(Virtual Machine) вәяки мәвһүм мәшғулат систимиси шундақла мәвһүм мулазимитир дәп атилду.

мәвһүм машина болса юмшақ детал арқилиқ әмәлгә ашидиған болуп, ‍шиләткүчигә мәвһүм машина худди адәттики физикилиқ компйотирдәк көрүндиған болуп, пәриқни һси қилмған һалда ишлитәләйду. бу ‍арқилиқ бир физикилиқ машинниң үстида бир нәччә мәвһүм машинини ишлитиш вә яки бир нәччә физикилиқ машинни бир мәвһүм машина һалитидә ишләткүчигә тәмин әткилии болиду.

мәвһүмләштүрүш тихникиси қаттиқ детал тәрәққияти , юмшақ детал тәрәққияти шундақла тор тихникисниң учқандәк тәрәққи қилишиға әгишип тиз омомлишиватқан тихиниң бири. бу шундақла булут һисаплаш супиниң тихникилиқ түврики болуп һисаплинду.

йәниму илгирлигән һалда чүшәнчә бәрсәк төвәндикдәк.

адәттә биз көп шилитидиған систима төвәндикидәк қурулмилиқ болиду. йәни қаттиқ диталға мәшғулат систимис униң үстигә ишлитишчан диталлар орнитилған болиду. виндовис системиси, линакис систимиси вә Mac OSX Қатарлиқлар.

бизгә көп учурайдиған мәвһүмлаштурулған қурулма мәшхулат систимис үстигә қурулған болуп униң тепик вәкили Virtual Box, Microsoft Virtual PC, VMware workstation дин ибарәт. буларниң асалиқ қурулимиси төвәндикидәк болиду. бу хили қурулмини Host OS type Virtualization дәп атаймиз.

йәнә бирхил мәвһүм муһит қурулмиси болса Vmware ESXi, Xen/Citirx Xenserver, Microsoft Hyper-v Қатарлиқ Hypervisor дәп атилдиған систим диталиниң ярими билән әмәлгә ашидиған Hypervisor типидики мәвһүм муһит қурулимиси дәп атилду.

йәнә бирхил мәвһүм муһит қурулимис болса континир (Container) асасидики мәвһүм муһити болуп , төвәндики рәсимдә көрситилгәндәк, мәшхулат систиминң үстигә континир нҗин(Container Engine) орнтилдиған болуп буниң үстигә һәрхили ишлтилшчан дитални өз ичигә алған континир орнтилған болиду. бу хилидики мәвһүм муһитиниң алаһидилики болса, һәр қайси континирлар континир инҗини арқилиқ бивастә мәшхулат систимисниң ядиро (Kernal) билән барди кәлди қилиш арқилиқ һәрхил мәнбәләрниң тәқсимилинишини бир тәрп қилидиған болуп , интайин тиз болиду.

һәр қайси мәвһүм муһитиниң өз алдиға артуқчилиқ вә кәмчиликлири бар болуп , бу тоғирсида кийинки язмида тәпсили тохтилимән.


"мәвһүм муһит тоғрисида(1) " ға 6 инкаслар

  • йиганә
    2017-йил 29-июн (11:13 pm)
    җавап қайтуруш

    әссаламу әләйкум
    бу тор бәтни типивилип бәк хушал болдум, бәк яхши болди
    өзүм программир, һәм линакисниң сөйүп ишләткүчиси.
    йиқинда мән достумниң хатерә компиютериға линакис қачилаш сәвәплик линакисниң һәр хил нәширлирини қачилидим,
    Ubuntu ни өз ичигә алған бәзи нусқилирини компиютерниң BIOS қоллимидиму нимә болди қозғитишқа болмиди
    ахирида дөлитимиз ичидики программирлар ачқан Deepin мәшғулат системисиға көзүм чүшүп ишлитип бақтим,
    гүзәллик вә иқтидар җәһәттә һазирғичә мән көргән әң исил линакисниң бир нәшири,
    шуниң билән игә тәрәп тор битигә чиқиш арқилиқ йәрликләштүрүшкә аит мәзмунларни көрүп қалдим,
    шуниң билән игә тәрәпниң тор битидин издәш арқилиқ игә тәрәпниң http://transifex.com/ дики мунасивәтлик Project ни таптим вә Уйғуртилини илтимас қилдим,
    нәтиҗидә тизла Deepin Desktop Environment, File Manager… Қатарлиқ әң асаслиқ бөләклирини Уйғуртилиға тәрҗимә қилиш илтимаси тизла тәстиқланди,
    шуниң билән һәр күни дигүдәк аз аздин тәрҗимә қилип 400 гә йиқин сөз тәрҗимә қиптимән,
    ишқилип мәйли Ubuntu болсун яки башқа нәшири болсун биз охшашла яқтуримиз,
    мумкин болса тәрҗимә қилишни халайдиғанлар бир йәргә җәм болсақму болғини,
    адәттә мән Microsoft икилогийәсидә программа язимән
    ишлитидиған асаслиқ программа тили C#, йәни .Net муһитида үстәл йүзи вә асаслиқи Web API
    яхши йири Microsoft йиңидин .Net Core ни чиқириши линакис билән болған арилиқимни тихиму йиқинлаштурватиду,
    андин Kotlin да Android язимән,
    тихи нәччә күн бурун ширкәтниң ички қисмида ишлитидиған бир системиниң башқуруш бөликини Electron да йизип чиқтим,
    Linux да пәчәт…
    Бурундин линакис юмшақ деталлирини йизиш арзуюм болғанлиқи үчүн C, C++, Python дигән тилларниму үгинип баққан, ликин қилидиған асаслиқ хизмәт .Net суписида болғачқа давамлиқ ишлитиштә имкансиз қалған идим,
    ишқилип яхши болди, бу билогни типивалғинимға хушал болуватимән.

    тәрҗимә қиливатқан Deepin Desktop Environment ниң Transifex дики адерси
    https://www.transifex.com/linuxdeepin/deepin-desktop-environment/dashboard/

    • admin
      2017-йил 30-июн (6:52 pm)
      җавап қайтуруш

      бу билогқа қәдәм тәшрип қилиғиниңизға шундақла сөз қалдурғиниңизға көп рәхмәт, шәхсән өзүм Deepin дигән нусхисини ишлитип көрмигәнкәнмән,убунтуниң тәрҗимисини өрнәк қилисиңиз Deepin ниң тәрҗимисни тизилитишиңизгә түрткә болиши мумкин. мәлум сәвәп түпәйлидин http://www.kenjisoft.com дики мәзмунлар вақтинчә тохтилип турған пат арида йәнә қайта ичивитилиду, бу тор бәттә ғәйрәт әпәндимниң тәрҗимә тоғрисида наһайити әһмийәтлик болған тимилири бар. шуни көрүп биқишиңизни тәвисйә қилимән.
      әгәр линакис тоғрисида яхши тимлар болса тәминлишиңизни үмүд қилимиз.

  • Gheyret
    2017-йил 30-июн (10:23 pm)
    җавап қайтуруш

    әссаламуәләйкум йеганә,
    инкасиңизни көрүп толиму сөйүндүм. нәччә йилниң алдида бизму XFCE ни https://www.transifex.com да тәрҗимә қилған һазир асасән тохтап қалди. оз вақтида XFCE 100% тәрҗимә қилинған иди.
    https://www.transifex.com/xfce/teams/16840/ug/

    бу йәрдә тәрҗимә қилсиңизму болиду. бирақ үнүми товән. шуңа мән OmegaT деталини тәвсийә қилимән. униңда һазирқи убунту (https://translations.launchpad.net/ubuntu/zesty/+lang/ug) ниң тәрҗимә һөҗҗәтлири бар. булардин пайдилансиңиз тәрҗимә үнүми коп юқирилайду. убунту Уйғур тәрҗимә гурупписиға аит мәзмунларни https://launchpad.net/~ubuntu-l10n-ug дин көрсиңиз болиду.
    gheyret@gmail.com ға хәт йезиң мән Уйғурчиға маслаштурулған OmegaT вә тәрҗимә һөҗҗәтлирини әвәтип беримән.
    http://kenjisoft.com/ да азрақ мәсилә көрүлүп, техи оңшалмиди. тәрҗимидә аталғулар үчүн http://kenjisoft.com/atalghu/ пайдилансиңиз болиду.

  • турсун
    2017-йил 14-июл (1:36 pm)
    җавап қайтуруш

    яхши нәрсиләр көпийиватиду .

  • йиганә
    2017-йил 9-ноябир (12:42 pm)
    җавап қайтуруш

    әссаламу әләйкум,
    билогиңизға бизму мәзмун йоллияламдуқ?
    http://www.aliptori.com/forum.php?mod=viewthread&tid=52887
    бу вә буниңдин башқа линакисқа алақидар темилирим бар иди,

    • ruslan rustam
      2017-йил 13-декабир (11:50 pm)
      җавап қайтуруш

      әссиламу әләйкум, йиқиндин бири билогқа вақит чиқирп болалмдим, җавап бәк кичикип китип сәт болди, әлваттә болиду.


қалдурдиған сөз барму?

бирқисм html бәлгилирини ишлитишкә болиду