PS буйриқи тоғрисида
PS буйруқи болса мәшғулат системиси PS да иҗра болуватқан программиларни көрситип
беридиған буйруқ болуп, иҗра болуватқан программиниң иҗраID сини , мәркизи бир тәрәп
қилғучиниң ишлитилиш вақтини программа иҗра қилишта ишитилгән буйруқ исми, терминал
номури,ишләткүчи исми Қатарлиқларни көрүшкә болиду.
ps буйруқиниң нурғун қулай болған буйруқ талланмилири бар болуп, уларни ишлитиш арқилиқ системида иҗра болуватқан программиларни көрүш, вақти кәлгәндә дәрһал мәлум программини иҗра болуштин тохтитиш вә шундақла мәлум программиниң иҗра болуватқан яки болмайватқанлиқини тәкшүрүшкә болиду.
ps буйруқниң тәпсилий учурини ишлитиватқан линакис системисиниң терминалида төвәндики буйруқ арқилиқ көрүвелишқа болиду.
man ps
адәттә линакис системисида ишлитилидиған буйруқларниң көпинчисини юқириқи йәни man буйруқи арқилиқ билгили болиду.
ишлитиш усули
буйруқ man
ps буйруқиниң әң көп учрайдиған ишлитиш усули төвәндикидәк
ps -ef
ps -ef дә еришидиған нәтиҗә көп болғанлиқи үчүн юқириқи буйруққа more ни қоштуқ , бу арқилиқ нәтиҗини бир аздин бир аздин көргили болиду.
юқириқидәк көп нәтиҗә чиқса өзимиз издимәкчи болған программини издәш үчүн бир аз вақит кетип қалиду, буниң үчүн әгәр биз өзимиз издимәкчи болған программиниң исмини билсәк шу программиниң исми арқилиқ еришмәкчи болған нәтиҗиниң өзигә еришкили болиду.
мәсилән python ға мунасивәтлик учурни төвәндикидәк тепишқа болиду.
қалдурдиған сөз барму?