windows системисидики һөҗҗәт издәшниң әпчил усули
төвәндә икки қорал юмтални тонуштуруп өтимән , әгәр булардин үнүмлик пайдилиналисиңиз сизниң компйотирдики мәшхулатиңизниң иш үнүмини ашуришиңизға көп пайдиси болиду.
windows системисинң өзи тәминлигән һөҗҗәт издәш усули болса бир қәдәр аста болуп бәзидә сизгә көңүлдикидәк нәтиҗини көрситип бәрмәйду йәни хата нәтиҗә вәяки мунасивәтсиз нәрсиләрни көрситип бириду. мундақ әһвалдиин бизар болған болсиңиз сизгә төвәндики юмтални тәвсийә қилимән.
бу қорал юмталиниң исми Everything виндовис системисиики һөҗҗәтләр тизимликини индәкисләп сизгә әң тиз вә тоғра болған нәтиҗини көрситип бириду. бу юмталини төвәндики тор турадин чүшүрүп ишләтсиңиз болиду.
төвәндикиси көрүнмә йүзи:
юқарқи тор бәттә ишлитиш усулиму интайин тәпсили тунуштурулған болуп, өзиңизниң издимәкчи болған мундәрҗисиниму қошуп қоялайсиз, сизгә комйптиридки һөҗҗәтлам әмәс бәлки тор көргүдики сақлақлиқ адирислардин тартип һәммини көрситип бирәләйду.
чоқум бур қорал диталини шилитип көршиңизни тәвсийә қилимән.
йәнә бир тәвсийә дитал болса , launchy болуп, бу юмдитални шилитиш арқилиқ сиз бәлгиләнгән мундәрҗидики иҗира һөҗити(exe) ни иҗара қилалайсиз , сизниң пирогирамма һөҗҗити қачиланған җайға бирип пирогираммини қачилишиңизниң һаҗити қалмайду, үстәл йүзигә иҗара болдиған пирогирамини қоюп қойшиңизниң һаҗиити йоқ, әгәр сиз үстәл йүзиңизниң пакиз туришини үмүд қилисңиз бу пирогирамма сиз үчүн бир яхши таллаш болуп қалғуси.
бу юмтални төвәндики тор турадин чүшүрүп ишләтсиңиз болиду.
төвәндикиси болса үшбу қорал диталниң көрүнмә йүзи.
юқарда тонуштуруп өткән 2 юмталниң бирси болса һөҗҗәт йәнә бирси болса иҗира болдиған һөҗҗәтни издәп типип бирдиған болуп әгәр биз Launchy арқилиқ everthing ни қозғутуп издимәкчи болған нәрсимизниң бивастә издисәк мәқситимизгә тихму тиз йитәләймиз. йәни төвәндики рәсимидикидәк:
әгәр юқарқини иҗар қилисақ everything дин бивастә издәш нәтиҗисигә иришкили болиду.
буни әмәлгә ашуруш үчүн launchy да бираз тәңшәш илип биришқа тоғра килиду.
алди билән launchy ни қозғитимиз , адәттә launchy қачилинип болғандин кийин йошурун иҗара қилинған һаләттә болдиған болуп, Alt+Space арқилиқ launchy ни көрәләймиз.
юқарқи рәсимдики қизил рәң билән боялған җайни чәксәк төвәндики көрүнмә йүз көрүнду.
юқарқи көрүнмә йүздин plugins дигән җайни бисип сола тәрптики Runner ни чәксәк төвәндикидәк көрүнмә йүз көрүнду.
юқарқи көрүнмә йүздин + конупкисини бисип төвәндики рәсимидикидәк тәңшәкни киргүзсәк әсилидики мәқсәткә йитишкә болиду.
диққәт:
юқарқи көрүнмә йүздики name халиғанчә өзимизгә қолайлиқ болған ибариләрни киргүзсәк болиду , бу йәрдә уқушмаслиқ алдини илиш үчүн everthing дәп алдим.
Program дигән орунға everthing орнитилған җайни көрситип бәрсәк болиду.
Arguments дигән орунға рәсимдикидәк қиммәтни киргүзимиз.
сизгә амат тиләймән!!
мәсум
2018-йил 25-ноябир (12:37 pm)
йәнә бир диталму Everything ға охшаш ишләйдикән, сүрити тиздәк көрдум. дитал нами Quick Search 5, орган бети: https://www.glarysoft.com/quick-search/?src=10000, синап баққайсиләр.