grep вә pcregrep буйруқи тоғрисида
әгәр сиз линакис ишләткүчиси болсиңиз grep буйриқини аздур көптүр ишлтип баққан болишиңиз мумкин. grep буйриқи болса сиз тәминлигән һөҗҗәт қисқуч вәяки һөҗҗәттин мәлум бир текистни издәп нәтиҗисини көрситип бирдиған буйруқ болуп, бизниң издәш мәшхулатимизда бир қәдәр көп қоллинилдиған усулниң бири.
мәслән төвәндикдәк мәзмундин тәркиб test.txt һөҗҗәт бар дисәк:
abcdef
jhklmn
opqrst
әгәр биз jhklmn ни издимәкчи болсақ төвәндики grep буйриқи арқилиқ издәшкә болиду.
grep "jhklmn" ./test.txt
әгәр төвәндикидәк һөҗҗәт болуп биз униң ичидики биринҗи нәтиҗигила иришишқа иһтяҗимиз чүшүп қалсичу ?
test.txt һөҗиити:
abcdef
jhklmn
opqrst
12324
jhklmn
opqrst
abcdef
jhklmn
12232
grep буйриқини ишлитип jhklmn ни издисәк бизгә үч нәтиҗини чиқирип бириду, бирақ бизниң иришмәкчи болған нәтиҗимиз болса биринҗи jhklmn , бу хил әһвалда биз pcregrep буйриқиға мураҗәт қилисақ.
pcregrep буйриқи бир қурлам әмәс бир нәччә қурдики текистни издәп нәтиҗини қайтуруп бириду. n\ болса қур айриш бәлгиси.
pcregrep -M "abcdef\njhklmn\nopqrst" test.txt
pcregrep буйриқи болупму охшаш текистләр көп xml яки html дики мәлум бир тикистнила издәш вә нәтиҗисини sed буйриқи билән өзгәртип мәшғулатни тизлитиштә интайин қолайлиқ болған бир буйруқ.
кавичи
2016-йил 15-өктәбир (10:49 am)
язмиңиз үчүн көп тәшәккүр. pcregrep буйруқидики
»pcregrep -M »abcdef\njhklmn\nopqrst
ниңда һөҗҗәт исмини язмиса қәйәрдин издәйду?
admin
2016-йил 15-өктәбир (5:01 pm)
һөҗҗәт исмини чүшүрүп қоюптимән, толуқлап қойдум. сизгиму рәхмәт.
белиқиз
2020-йил 25-июн (9:36 pm)
бу Уйғурчә билимләр бәк яхши бопту, болса бу түрдики билимләр техиму көп барлиққа кәлгән болса, билимлиримизни өз- ара һәмбәһирләшсәк яхши. көптин көп рәһмәт әмгикиңлар үрүн! һармиғайсилар!