бихәтәрлик учурлири
сеситиминиң бихәтәрликидә мәсилә көрүлгәндә дәрһал мувапиқ болған алдини илишқа тоғра килду, буниң үчүн һәрвақит бихәтәрлик учурлирини йиғишқа әһмийәт биришимиз зөрүр. бихәтәрлик учур мәнбәсидин төвәндикидәк мәнбәләр бар.
CERT/CC
CERT/CC болса бихәтәрлик мутәхәслиридин тәркип тапқан бир орган болуп, бихәтәрлик вәқәлириниң учурини топлаш, бихәтәрликгә тихникилиқ ярдәм учурлирини илан қилиш Қатарлиқлар асаслиқи хизимити.
http://www.cert.org дин тәпсили учурларға игә болғили болиду.
BUGTRAQ
BUGTRAQ болса сестимидики йочуқларни илан қилдиған илхәт тизимлики (mailing list) болуп, ишлитиватқан юмшақ деталда йочуқ байқалса дәрһал нәширини йеңилаш зөрүйити туғилиду, шуниң үчүн BUGTRAQ арқилиқ учур топлаш кәм болса болмайду.
http://www.securityfocus.com
CIAC
(Computer Incident Advisory Capability)
CIAC болса амрика ениргийә башқармиси башқурушлиқидики тор бәт болуп , һәрхил бихәтәрлик вәқәлиринии илан қилиш , агаһландуруш билән шуғуллинду.
http://energy.gov/cio/office-chief-information-officer/services/incident-management
юқарқилар пәқәт хәлқирада бир қәдәр тунулған бихәтәрлик учур мәнбәлири болуп, булардин башқа һәрқайси дөләт вә районнларниң шу дөләт, районниң телида тәминләнгән бихәтәрлик учур мәнбәлири болиду, мәслән японниң JPCERT, http://www.ipa.go.jp/security Қатарлиқ. өзиңиз турушлуқ җайниң мушундақ учур мәнбәлиридин үнүмлүк пайдилинип бихәтәрлик һадисилириниң алдини илишта үнүмлүк пайдилансииңиз болиду.
қалдурдиған сөз барму?