линакис һөҗҗәт һоқуқ қурулмисидин сават

мәзкур язма сабиқ http://www.ugubuntu.com торбетидин елинди. бу бәт гәрчә тақилип қалған болсиму, дуня тор ғәмлики http://web.archive.org да сақлинип қалған мәзмунни шу пети көчүрүп ишләттуқ. ғәмләктики  уланмиси http://web.archive.org/web/20120505164021/http://www.ugubuntu.com/basic-linux-file-permissions.html

линакис һөҗҗәт һоқуқ қурулмиси дегиним, линакистики һөҗҗәт хаслиқи. линакисни бир мәзгил ишләткәнләр, һәрқандақ линакис системисиниң һөҗҗәт һоқуқиниң наһайити тәпсилий айрилидиғанлиқини һес қилалайду. мәсилән убунтуда немишқа адәттики қолланчи һалитидә системиға кирип детал қачилиғанда буйруқ алдиға sudo ни қошимиз. чүнки адәттики ишләткүчини һоқуқи йәтмигәнлики үчүн, биз буйруқни дәриҗидин ташқири қолланчи root һалитидә йүргүзүш үчүн мушундақ қилимиз. қени мән төвәндә линакис һөҗҗәт һоқуқ қурулмисиниң зади қандақ икәнликини тәпсилий тонуштуруп өтәй.

мән убунтуға дәриҗидин ташқири ишләткүчи root һалитидә кирип терминалға ‘ls -al’ буйруқини киргүзүп иҗра қилсам, туруватқан мундәриҗә ичидики барлиқ һөҗҗәтләрниң хаслиқини көрситип бериду (линакис мәшғулат системисида һөҗҗәт исми алдиға ‹‹.›› қоюлса бу һөҗҗәт йошурулиду).

hoquq1

қени биз бу йәрдин bashrc. һөҗҗитигә диққәт қилайли. униң сол тәрипидики учурларниң, йәни бу һөҗҗәтниң хаслиқиниң билдүридиған мәниси төвәндики рәсимдикидәк.

hoquq2

бу рәсимни көрүп болғандин кийин буниңдин кийин линакиста һөҗҗәт хаслиқини көргәндә қийналмайсиләр? бу йәрдә истирилкида мән бәлгә қилған, ‹һоқуқ›, ‹һөҗҗәт игидари›, ‹һөҗҗәт тәвә болған гуруппа› дегәнгә бәкрәк диққәт қилиңлар.

әмди мән һәқиқий тонуштурмақчи болған һөҗҗәтниң һоқуқ қурулмисиға келәйли. ‹һоқуқ› дегән йәрдә җәмий 10 орун бар, солдин башлап биринчиси шу һөҗҗәтниң типини көрситиду. қалғанлирини үчтин бир гуруппилисақ, сол тәрәп әң бешидики үчи ‹һөҗҗәт игидари› ниң һоқуқини, оттурисидики үчи ‹һөҗҗәт тәвә болған гуруппа› ниң һоқуқини, әң кәйнидики үчи ‹башқиларниң һоқуқини› көрситиду. ундақ һәр бир һерип йәнә немиләрни билдүридиғанду? қени төвәндики рәсимни тәпсилий көрүп чиқиңлар.

hoquq3

униңдин башқа әскәртип өтидиған йәнә бир нуқта, бу йәрдики Оқуш »r« ниң қиммити 4, йезиш »w« ниң қиммити 2, иҗра қилиш »x« ниң қиммити 1. демәк байиқи һөҗҗәтниң һоқуқини 755 дәп бәлгиләнгән болса, у һөҗҗәтниң һоқуқ қурулмиси »rwxr-xr-x- « мундақ болиду.

әгәр адәттики бир һөҗҗәтниң һоқуқ қурулмиси « rwxr-xr-x-« бундақ болса, бу һөҗҗәтниң игидари бу һөҗҗәтни оқуялайду, бу һөҗҗәткә язалайду, бу һөҗҗәтниң иҗра қилалайду. бу һөҗҗәт тәвә болған гуруппидики барлиқ ишләткүчиләр бу һөҗҗәтни оқуялайду, иҗра қилалайду. башқилар болса бу һөҗҗәтни һөҗҗәтни оқуялайду, иҗра қилалайду.

биз bashrc. һөҗҗитиниң ‹һөҗҗәт типи› орниға қарисақ қуруқ, бу bashrc. һөҗҗитиниң адәттики һөҗҗәт икәнликини билдүриду. униңдин башқа һөҗҗәт типини билдүридиған һәрпләр вә мәниси төвәндикидәк.

‘d’ мундәриҗини (әң үстүнки рәсимниң әң ахирқи қурида бәлгә қилған һөҗҗәт әмәлийәттә бир мундәриҗә)
‘l’ уланма һөҗҗити (Linkfile)
‘b’ һөҗҗәт ичигә сақланғини улаш еғизи үскүниси (接口设备)
‘c’ һөҗҗәт ичигә сақланғини еғизи үскүниси (端口设备), мәсилән, кунупка тахтиси, маус…
һөҗҗәт һоқуқ қурулмисини өзгәртиштә ишлитилидиған буйруқлар: chmod, chown, chgrep. бу буйруқларни ишлитиш усулини өзүңлар ақтуруп издинип көрүңлар.


"линакис һөҗҗәт һоқуқ қурулмисидин сават " ға инкас йоқ


    қалдурдиған сөз барму?

    бирқисм html бәлгилирини ишлитишкә болиду