линакис мәшғулат системисини тоғра тонуш
мәзкур язма сабиқ http://www.ugubuntu.com торбетидин елинди. бу бәт гәрчә тақилип қалған болсиму, дуня тор ғәмлики http://web.archive.org да сақлинип қалған мәзмунни шу пети көчүрүп ишләттуқ. ғәмләктики уланмиси http://web.archive.org/web/20120506001947/http://www.ugubuntu.com/linuxni-toghra-tunush.html
Windows дегән аталғу көпинчә кишиләрниң идийисидә компютер дегән аталғу билән бирлишип кәткән, һәтта Windows болмиса компютерни ишләткили болмайду дәп ойлайдиғанларму аз әмәс. буниң асаслиқ сәвәби бизгә учриған компютерларниң көпинчисигә Windows мәшғулат системисиниң қачиланғанлиқидур.ундақта компютер ишләткүчилиригә Windows мәшғулат системисини қачилаштин башқа таллаш йоқму ?
әмәлийәттә һәргиз ундақ әмәс. компютер торидин яки мәхсус мәшғулат системиси тонуштурулған китаблардин издәйдиған болсақ Dos, Windows, Unix, Linux,Minix, MAC OS……Қатарлиқ ондин артуқ мәшғулат системисиниң исмини тапалаймиз. әгәр йеңидин ишлиниватқан, ишлиниш алдида турған вә ишлитилиштин қалғанлирини қошидиған болсақ техиму көп. бирақ компютер бизгә кирип ишлитилишкә башлиғандила микрософт ширкитиниң Dos мәшғулат системиси арқилиқ киргән һәм микрософтниң юмшақ детал тәрәққиятини бойлап кәң түрдә омумлашқан болғачқа бизгә Windows дегән аталғу бәкла чоңқур орнап кәткән. мәсилән компютер билән дәсләп тонушқанларниң көпинчиси Windows 3.2, Windows 95, Windows 98, Windows ME, Windows 2000, Windows XP Қатарлиқларни ишлитип көргән ,техи йеңидин компютерни ишлитишкә башлиғанлар болсиму биваситә Windows 2000 яки Windows XP билән учришиду. чүнки Windows мәшғулат системисиниң иқтидари интайин күчлүк, ишлитиш наһайити қулайлиқ. бирақ бу башқа мәшғулат системилири Windows қа йәтмәйду дегили болмайду. һәрхил мәшғулат системисиниң өзгичә алаһидиликлири бар. мәсилән : MAC OS ниң көзнәклик көрүнүш вә муқимлиқ җәһәттики иқтидарини пүтүн дуня етирап қилиду. бирақ бу система пәқәт алма маркилиқ компютерлардила әң яхши ишләйду. Unix, Linux мәшғулат системилириниң компютер тори, компютер бихәтәрлики вә система муқимлиқи җәһәттики иқтидари интайин күчлүк… гәрчә PC компютер саһәсидә Windows асаслиқ орунни игиләватқан болсиму, бирақ өзгичә иқтидари билән йәнила хели көп саһәни контрол қилип туруватқан вә үзлүксиз тәрәққий қиливатқини йәнила Linux мәшғулат системиси. Linux нөвәттики компютер мәшғулат системиси саһәсидики бир қизиқ нуқта һесаблиниду. дәслипидә бу мәшғулат системиси қачилаш җәһәттики бәзибир йетәрсизлики , тәшвиқатниң яхши болмаслиқи вә башқа қисмән сәвәбләр түпәйлидин кәң ишлитишкә еришәлмәй кәлгән болсиму , бирақ алдинқи нәччә йил ичидики тәрәққият нәтиҗисидә һәрқайси җәһәттики иқтидари мукәммәллишип бир қетимлиқ Linux долқуни қозғалди. бу микрософт ширкитигиму хели зор бесим елип кәлди.
миниң бу йәрдә демәкчи болғиним һәргизму Linux мәшғулат системиси көккә көтүрүп Windows мәшғулат системисини чүшүрүш әмәс, бәлки көпчиликкә техиму бихәтәр техиму әрзан болған Linux мәшғулат системисини тонуштуруштур халас. әгәр сиз Linux мәшғулат системисини ишлитишни өгәнмәкчи болсиңиз , Ubuntu Linux мәшғулат системиси сизгә әң яхши босуға болалайду.
xjsalkin
2019-йил 26-сентәбир (11:28 pm)
бу линакис сестимисға юмшақ деталларни қандақ қачилаймиз, мән mysqlқачилай, дигән, әслидиғу қачилақлиқ икәндуқ, ликин санданға қандақ киришни билмидим, миниң үскүнәм тавбавларда сетилватқан nasүскиниси шу иди, бир торбәт қачилап үчүрүп қайта қачилмақчи болсам сандандики қалдуқ һөҗҗитини үчүрветиң, дәп әскәртмә чиқиду, уни нәдин үчүрүшни билмидим, маңа буни сатқанларму билмәйдикән,
uyghurix
2019-йил 27-сентәбир (11:52 am)
сиз ишлтиватқан линакис қайси нәшири, әгәр қайси икәнликини билимисңиз, терминалға кирип төвәндики буйруқни иҗра қилсиңз болиду.
cat /etc/*release
нәширгә қарап қачилаш усулида пәриқ болиду.