убунтуда юмшақ детал боғчисини башқуруш

мәзкур язма сабиқ http://www.ugubuntu.com торбетидин елинди. бу бәт гәрчә тақилип қалған болсиму, дуня тор ғәмлики http://web.archive.org да сақлинип қалған мәзмунни шу пети көчүрүп ишләттуқ. ғәмләктики  уланмиси http://web.archive.org/web/20120509005902/http://www.ugubuntu.com/manage-deb-package.html

Packages ни хәнзучә 软件包 дәп атаймиз. убунтуниң Уйғурчә тәрҗимисидә «юмшақ детал боғчиси» дәп елинипту. мән бурунқи язмилиримниң һәммисидә «болақ» йәни «deb болиқи» дегәндәк еливетиптикәнмән. буниңдин кейин өзгәртәй.

көпчиликкә мәлум убунтуда юмшақ детал мәркизидин яки терминалда apt/dpkg қорали арқилиқ боғча қачилаймиз. юмшақ детал мәркизидин яки apt қоралидин пайдилинип боғча издәймиз, һәм өзимизгә лазимлиқи боғчини таллаймиз, боғча нәшрини йеңилаймиз. убунтуда юмшақ детал мәркизи убунтуниң үстәл йүзи нусхисини йеңи ишләткәнләр үчүн, һәм терминалда буйруқ йезиш билән хоши йоқлар үчүн барлиқ һаҗәттин чиқалисиму, бирақ убунтуниң мулазиметир нусхисини ишлитидиғанлар, яки боғча башқурушта тәлипи сәл юқирилар үчүн apt/dpkg қорали арқилиқ убунтуда юмшақ детал боғчисини башқурушни тәпсилий сөзләп өтүшни лайиқ таптим.

тордин материял көрсәм. линукс дәсләп тарқитилғанда, детални чоқум әслий кодидин код түзүш вә тәрҗимә қилиш(编译) арқилиқ қачилайдикәндуқ. tar.gz әслий код боғчисини чүшүрүп қачилап баққанлар буниң нәқәдәр аваричилик иш икәнликини билиду. кийин Debian гурупписи dpkg боғча башқуруш қоралини ясап чиқипту. андин линуксда юмшақ детал боғчиси дегән нәрсә пәйда бопту. йәни бурун код түзүш вә тәрҗимә қилиш(编译) тамамланған, бәлгиләнгән компютерда (мас кәлгән линукс вариянтида) биваситә ишлитишкә болидиған rpm, deb боғчилири кәйни-кәйнидин тарқитилип ишләткүчиләргә қулайлиқ елип кәпту. әгәр бурунқидәк кетивәрсә йепиқ кодлуқ деталларни линуксда ишлитишимиз техиму тәс боларкән.

кейинчә dpkg арқилиқ боғча башқуруш қулай болсиму, бирақ боғча йеңилашниң аваричилик икәнликини, йәни қайси боғчиниң йеңи нусхисиниң чиққанлиқни билгәндин кийин, тордин қол селип чүшүрүп андин қачилашниң йәнила қулайсиз икәнликни көздә тутуп, apt қорали мәйданға кәпту. apt-get upgrade арқилиқ компютеримизға қачиланған боғчиларниң тиз сүрәттә йеңилиялайдиғанлиқимиз оқурмәнләргә натонуш әмәс.

оқурмәнләрниң сәмигә шуни селип өтәйки apt/dpkg қоралини яхши ишлитиш үчүн һеч болмиғанда линуксда cd вә grep икки буйруқни яхши ишлитәләйдиған болушуңлар керәк. төвәндә тонуштурғиним apt/dpkg қоралиниң өзүм көп ишлитидиған иқтидари халас, мениңчә мушуларниң билсила болди, һәммә иқтидарини есдә тутуп болалмайду киши. әгәр давамлиқ тәтқиқ қилип баққуси барлар, убунту өзиниң apt/dpkg ярдәм учуридин, яки тордин пайдилинарсиләр.

тәйярлиқ:

терминални ечип dpkg вә apt қоралиниң ярдәм учурини көрүп беқиңлар. буйруқ кәйнигә қошушқа болидиған параметирлар толиму көп, бирақ миниң адәттә ишлитидиғиним санақлиқла, һәм бу йәрдә тунуштурдиғинимму шу өзүм көп ишлитидиғанлири. қалғанлирини өзүңлар синап өгиниваларсиләр.

dpkg –help
apt-get –help
apt-cache –help

apt қоралини ишлитиш:
ишлитишкә болидиған боғча тизимликини йеңилаш
sudo apt-get update
бу буйруқ арқилиқ боғча тизимликини йеңилиғандин кийин, андин системиға ишлитишкә болидиған боғча учуриға еришәләймиз. барлиқ боғча учурини /etc/apt/sources.list һөҗҗитигә йезилған мәнбәдин тапиду.

системиға қачиланған боғча нәшрини йеңилаш

sudo apt-get upgrade

қаидә бойичә болғанда, sudo apt-get update арқилиқ боғча тизимликини йеңилиғандин кийин, андин бу буйруқ арқилиқ системиға қачиланған боғча нәшрини йеңилаймиз. әлвәттә бу икки буйруқни тәң && бәлгиси арқилиқ улап ишләтсәк техиму қулайлиқ.

sudo apt-get update && sudo apt-get upgrade

барлиқ системини барлиқ юмшақ детал болиқини йеңилимақчи болсақ төвәндики буйруқни ишлитимиз.

sudo apt-get dist-upgrade

йеңиланма тәкшүрүш
юмшақ детал боғчиси йеңиланмилирини тәкшүрүш үчүн төвәндики буйруқни

sudo apt-get -s upgrade

юмшақ детал боғчиси йеңиланмилири вә система йеңи нәшрини тәкшүрүш үчүн төвәндики буйруқни ишлитимиз.

sudo apt-get -s dist-upgrade

әгәр бурун мәлум бир юмшақ детал қачилап, бу юмшақ детал нормал ишлимигән болса, демәк бу деталға лазимлиқ болған мәлум lib амбири қачиланмиған дегән гәп. төвәндики буйруқ арқилиқ системиға қачиланған деталларниң тайиниш мунасивитидә мәсилә бар йоқлуқини тәкшүримиз.

sudo apt-get check

ишлитишкә болидиған юмшақ детал боғчисини тәкшүрүш
бу буйруқни кәйнигә, йәни мән xxx билән бәлгә қилип қойған орунға, мәлум бир боғчиниң смини йезип ишлитимиз.

sudo apt-cache search xxx

мисал:
мәсилән бир убунту мулазиметириға Mysql вә apache қачилидуқ. бирақ php лиқ бекәт системисини нормал ишлитәлмидуқ. бу чағда бу буйруқ әсқатиду.

sudo apt-cache search apache2|grep php5

қарисақ apache2 қистурмиси libapache2-mod-php5 ниң көримиз. шуни қачилаймиз. бирақ йәнә бир мәсилә, бекәт системисини санданға улиғанда хаталиқ көрүлиду, чүнки бир Mysql ни қачилиған билән билән униң php билән алақидар қистурмисини қачилимиған. төвәндики буйруқни ишлитип қайси қистурмини қачилишимиз лазимлиқни тапимиз.

sudo apt-cache search mysql|grep php5

һәм қарисақ қистурма php5-mysql ниң учури бар, шуни қачилап, бекәт системисини нормал қачиливалимиз.

юмшақ детал боғчисиниң өзара тайиниш мунасивитини тәкшүрүш
бу буйруқ ишләткәндә мән бәлгә қилған xxx дегән орунға, боғча исмини язимиз.

sudo apt-cache depends xxx
sudo apt-cache rdepends xxx

бу икки буйруқниң пәрқи, үстидикиси (dependes) болса xxx боғчиниң қайси боғча билән тайиниш мунасивити барлиқини, астидикиси (rdepends) болса қайси боғчиниң xxx боғча билән тайиниш мунасивити барлиқини тәкшүриду.
мисал:
линуксда көп ишлитилидиған, йирақтин башқуруш боғчиси OpenSSH икки боғчидин тәркиб тапқан. бири openssh-client бу башқа компютерға ssh арқилиқ кириштә ишлитилиду. йәнә бири openssh-server бу башқа компютер өзимизниң компютериға ssh арқилиқ кирсә ишләйду. йәни компютериңизда openssh-client ла болса, сиз пәқәт openssh-server қачиланған һәм бу мулазимәт қозғитилған линукс мулазиметириға кирәләйсиз, бирақ башқилар сизниңкигә ssh арқилиқ кирәлмәйду.

мәсилән сизниң компютериңизға openssh-server, openssh-client иккилиси қачилиған, бирақ бир күни сиз башқиларниң миниң компютеримға ssh арқилиқ кириши һаҗәт әмәс мәнла башқиларниңкигә кирәлисәм болиду дәп қаридиңиз.

sudo apt-cache depends ssh

арқилиқ OpneSSH ниң openssh-client вә openssh-server икки боғчиға тайинидиғанлиқини, openssh-server ни өчүрсәкла көзлигән мәқсәткә тизла йетәләйдиғанлиқимизни биләләйсиз.

sudo apt-cache rdepends ssh

бу буйруқ арқилиқ әгәр OpenSHH пүтүнләй өчүрүвәтсәк, қайси иқтидарларни ишлитәлмәйдиғанлиқимизни биләләйсиз.

юмшақ детал боғчиси қачилаш
бу иқтидарни һәммимиз күндә дегүдәк ишлитимиз. җиқ сөзлимәй, буйруқ төвәндикидәк:

sudo apt-get install xxx

xxx боғча исми.

юмшақ детал боғчисини өчүрүш
боғча өчүрүш му наһайити асан, бирақ диққәт қилидиған муһим мәсилә тайиниш мунасивити. адәттә көп ишлитидиған буйруқ:

sudo apt-get remove xxx

әгәр бир боғчини пак-пакиз сәплимә һөҗҗәтлиридин тартип (/etc астидики) өчүрмәкчи болсақ apt-get ниң pure параметирини, пәқәт тордин қайта чүшүрүш һаҗәтсиз боғчиларни өчүрүштә autoremve параметирини ишлитимиз. қошуп ишләтсәк төвәндикидәк

sudo apt-get –purge autoremove xxx

мисал:
мәсилән миниң компютеримда бу икки буйруқ арқилиқ mysql-server өчүрмәкчи болсам, remove ишләтсәм, өчүридиған боғча пәқәт бир тал, чоң кичиклики 93.8kb, әгәр purge autoremove ишләтсәм өчүридиған боғча тоққуз тал, чоң кичиклики56.4mb.


"убунтуда юмшақ детал боғчисини башқуруш " ға 4 инкаслар

  • ablimit
    2016-йил 3-сентәбир (1:40 pm)
    җавап қайтуруш

    Mening Ubuntu 16.04 sestimamda latinche chiqidu, uyghurche we xenzuche kirguzguch bar , lekin ishlimeywatidu , qandaq qilsam bolidu ?

    • admin
      2016-йил 5-сентәбир (1:40 pm)
      җавап қайтуруш

      мән убунту 16.04.1 дә синап көрдум, Уйғурчиму нормал ишләватиду. һичқандақ артуқ тәңшәшму кәтмиди, пәқәт Уйғурчә киргүзчниң тил тәңшигүчтин қошуш арқилиқлар ,систиминиң өзидә шундақла LibraOffice тиму нормал киргүзгили болди.

      • аблимит шакир
        2016-йил 8-сентәбир (2:01 pm)
        җавап қайтуруш

        рәһмәт , оңшивалдим , сестиминиң қачилаш тилини хәнзучиға тәңшәп қачилиған идим , хнәзучә билән енгилизчә нормал чиқипту , андин fictx дики Уйғурчә киргүзгүчни актиплап қойиведим толуқ оңшалди

        • admin
          2016-йил 8-сентәбир (3:01 pm)
          җавап қайтуруш

          яхши бопту, ишлитиш җәряндики учурған мәсиллириңизни вә тәҗирбилиңизни давамлиқ ортақлишип турушиңизни үмүд қилмән.


қалдурдиған сөз барму?

бирқисм html бәлгилирини ишлитишкә болиду